әрдоған қазақистан баш министирини бектеновни қобул қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған исраилийә һөкүмитиниң өзиниң сийасий кәлгүсини қоғдап қелиш үчүн тоқунушни пүткүл районға кеңәйтишкә тиришиватқанлиқини оттуриға қойди.

2132362
әрдоған қазақистан баш министирини бектеновни қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған пайтәхт әнқәрәдә зийарәттә болуватқан қазақистан баш министири олҗас бектеновни қобул қилди.

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси байанат елан қилип, җумһур рәис әрдоған билән баш министир бәктеновниң пайтәхт әнқәрәдә көрүшүп, түркийә-қазақистан мунасивити, район вә дунйави мәсилиләр, исраилийәниң ғәззәгә қаратқан һуҗумлири вәрайонниң нөвәттики вәзийити тоғрисида сөзләшкәнликини билдүрди.

байанатта көрситилишичә, җумһур рәис әрдоған исраилийә һөкүмитиниң өзиниң сийасий кәлгүсини қоғдап қелиш үчүн тоқунушни пүткүл районға кеңәйтишкә тиришиватқанлиқини, нөвәттики муһим ишниң дәрһал вә мәңгүлүк уруш тохтитишқа капаләтлик қилиш икәнликини, түрк дөләтлири тәшкилатиниң ғәззәдики пуқраларға инсанпәрвәрлик йардими йәткүзүп бериш мәсилисидә техиму әтраплиқ һәмкарлишалайдиғанлиқини билдүргән.

әрдоған йәнә қазақистан билән болған мудапиә санаити, террорлуққа қарши туруш, иқтисад вә башқа саһәләрдики мунасивәтни тәрәққий қилдурушниң муһимлиқини тәкитлигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر