түркийә чили авам палатасиниң «ирқий қирғинчилиқ» қарариға наразилиқ билдүрди
түркийә чили авам палатасиниң 1915-йилдики вәқәләрни «ирқий қирғинчилиқ» дәп етирап қилған қарариниң күчкә игә әмәсликини оттуриға қойди.
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дипломатийә министирлиқи йазма байанат елан қилип, парламентларниң тарихини шәрһләш вә униңдин йәкүн чиқириш һоқуқи йоқлуқини тәкитлиди вә давамлаштуруп: «чили авам палатаси тәрипидин түнүгүн қобул қилинған 1915-йилидики вәқәләрни <ирқий қирғинчилиқ> дәп етирап қилиш қарари күчкә игә әмәс» дегәнләрни қәйт қилди.
бу қарарниң ирқий қирғинчилиқ җинайитиниң садир қилинип-қилинмиғанлиқиға һоқуқлуқ сот мәһкимисила һөкүм қилалайдиғанлиқини мәзмун қилған 1948-йилидики бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш вә җазалаш әһдинамисигиму зит икәнлики тәкитләнди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
сүрийәниң шималида террорчиларға зәрбә берилди
сүрийәниң шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к / й п г әзаси йәттә террорчи уҗуқтурулди.