түркийә германийә даирилиридин п к к ниң паалийәтлиригә қарши кәсин тәдбир қоллинишни тәләп қилди

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати—п к к тәрәпдарлири түркийәниң ханновердики консулханисиға һуҗум қилғандин кейин, түркийә германийә даирилири билән алақилишип, тәләплирини оттуриға қойди.

2121293
түркийә германийә даирилиридин п к к ниң паалийәтлиригә қарши кәсин тәдбир қоллинишни тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң берлинда турушлуқ баш әлчиси әһмәт башар шән германийә ташқи ишлар министирлиқидики кәсипдашлири билән көрүшүп, германийәниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиниң тәшвиқат, әза топлаш вә малийә мәнбәсини һәл қилиш қатарлиқ паалийәтлирини кәскин бир тәрәп қилиш йолида қәдәм ташлишини тәләп қилди.

баш әлчи шән бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати тәрәпдарлириниң йеқинқи бир нәччә күндин буйан әвҗ еливатқан зораванлиқлириниң әндишә пәйда қилғанлиқини тәкитләп, түркийәниң дипломатик орунлири вә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиниң зәрбә обйекти болуш еһтимали болған органлири әтрапидики бихәтәрлик тәдбирлириниң күчәйтилиши керәкликини әскәртти.

бөлгүнчи тәшкилат тәрәпдари бир гуруппа киши алдинқи күни кәчтә түркийәниң ханновердики консулханисиға қаттиқ җисимларни етип, бинаниң әйнәклирини чеқип ташлашқа урунғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر