түркийә исраилийәгә наразилиқ билдүрди

түркийә исраилийә ташқи ишлар министири йисраел катзниң иҗтимаий таратқудики учуриға күчлүк наразилиқ билдүрди.

2132669
түркийә исраилийәгә наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиниң «исраилийә ташқи ишлар министириниң җумһур рәисимиз рәҗәп таййип әрдоғанға һуҗум қилған учури әһмийәтсиз вә сәвийәсиз» дегән ибариләргә орун берилгән байанатида, җумһур рәис әрдоғанниң ғәззәдики қирғинчилиқни очуқ-ашкара һалда әйнән оттуриға қойғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, түркийәниң исраилийәниң пәләстин хәлқигә селиватқан зулумлирини қорқмастин йуқири авазда оттуриға қойушни давамлаштуридиғанлиқи тәкитләнди.

муавин җумһур рәис җәвдәт йилмазму исраилийә ташқи ишлар министириниң учуриға болған наразилиқини «һәқиқәт залимларниң қабаһәтлик чүши» дегән сөзлири билән ипадилиди вә йисраел катезниң җумһур рәис әрдоғанға қаратқан номуссизларчә сөзлириниң қиммитиниң йоқлуқини әскәртти.

у сөзини давамлаштуруп, исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһу һөкүмитиниң бу позитсийәсиниң пәләстинликләргә йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ җинайитини йошуруп қалалмайдиғанлиқини билдүрди.

исраилийә ташқи ишлар министириниң учуриға әдлийә министири йилмаз тунч вә адаләт вә тәрәққийат партийәси байанатчиси өмәр чәлик қатарлиқларму наразилиқ билдүрүп, түркийәниң мәйданиниң исраилийәни биарам қилғанлиқини илгири сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر