белгийәдә террорлуқ тәшкилати қоллиғучилири түркийә пуқралириға һуҗум қилди

әдлийә министири йилмаз тунч белгийәдә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к қоллиғучилириниң түркийә пуқралириға қилған һуҗумини қаттиқ әйиблиди.

2121017
белгийәдә террорлуқ тәшкилати қоллиғучилири түркийә пуқралириға һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: министир йилмаз тунч иҗтимаий алақә бетидики йазмисида: «хаин террорлуқ тәшкилати п к к қоллиғучилириниң белгийәдики пуқралиримизниң җәмийәтлиригә қилған һуҗумлирини қаттиқ әйибләймән вә ләнәтләймән. һуҗумда йариланған пуқралиримизға балдуррақ шипалиқ тиләймән» деди.

йилмаз тунч түркийә болуш сүпитимиз билән һәр даим түркийә пуқралирини қоллайдиғанлиқлирини вә һуҗум қилғучилар һәққидә башланған тәкшүрүшни йеқиндин көзитиватқанлиқлирини тәкитләп: «шуни унтуп қалмаслиқ керәкки, террорлуқ инсанийәткә қарши җинайәттур. террорлуқниң дини, тили, ирқи вә мәзһипи болмайду. хаин террорлуқ һуҗумлири мәйли қәйәрдә йүз бәрсун, иҗтимаий тинчлиқ, җәмийәт тәртипи вә инсаний қәдир-қиммәткә зор тәһдит һесаблиниду. пүтүн террорлуқ тәшкилатлириға, қоллиғучилириға вә һәмкарлашқучилириға қарши барлиқ дөләтләр ениқ позитсийә билдүрүши шундақла ортақ позитсийә тутуши лазим» деди.

белгийәниң лимбург шәһири әтрапида алдинқи күни  бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиниң символи вә аталмиш ​​рәһбириниң рәсимини көтүрүшүп намайиш қилған бир гуруппа билән түркийә пуқралири оттурисида ихтилап йүз бәргән болуп, вәқәдә бир қисим кишиләрйариланған  иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر