фидан: йәр билән йәксан қиливетилгән ғәззә асасий җәһәттин олтурақлишишқа уйғун әһвалда әмәс

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фидан йәр билән йәксан қиливетилгән ғәззәниң асасий җәһәттин олтурақлишишқа уйғун әһвалда әмәсликини оттуриға қойди.

2116259
фидан: йәр билән йәксан қиливетилгән ғәззә асасий җәһәттин олтурақлишишқа уйғун әһвалда әмәс

түркийә авази радийоси хәвири: министир фидан түркийә-әзәрбәйҗан-гирузийә ташқи ишлар министирлириниң 9-нөвәтлик йиғиниға иштирак қилиш үчүн барған әзәрбәйҗанниң пайтәхти бакуда «парчиланған дунйани әслигә кәлтүрүш» темилиқ 11-нөвәтлик «йәршари баку мунбири» иштиракчилириға хитаб қилди؛ у сөзи җәрйанида, исраилийәниң ғәззәгә қаратқан һуҗумлири тоғрисида тәпсилий тохталди.

өктәбирдә ислам һәмкарлиқ тәшкилатидики хизмәтдашлириға <өзлириниң сақлиниватқан мәсилисини башқиларниң һәл қилишини күтүшниң  орниға, әза дөләтләрниң бу қетим мәсилини өзи бир тәрәп қилиши керәкликини ейтқанлиқи>ни билдүргән фидан: «әксичә болғанда исраилийә, бизгә бу зулумни унуттуруш үчүн, техиму вәһшийләрчә зулумларни қилиду» деди.

ислам һәмкарлиқ тәшкилати вә әрәб әллири иттипақиниң пәвқуладдә башлиқлар йиғини нәтиҗисидә қурулған алақилишиш гурупписиниң күчи сайисида, хәлқара җәмийәтниң мутләқ көп қисминиң һазир «дәрһал уруш тохтитиш, тосалғусиз инсанпәрвәрлик йардими вә икки дөләтлик һәл қилиш чариси»ни қоллаватқанлиқини оттуриға қойған фидан, қойуқ дипломатик тиришчанлиқларниң исраилийәниң ғәззәдики уруш җинайитини тохтиталмиғанлиқини, бүгүнгә қәдәр ғәззәдә <көп санлиқи айаллар, балилар вә йашанғанлар болуп, 31 миңдин артуқ адәмниң шеһит> болғанлиқини әскәртти.

«ғәззә һазир вәйран болди, асасий җәһәттин олтурақлашлишишқа уйғун әмәс әһвалда» дегән фидан, рәфаһ чегра еғизидики инсанпәрвәрлик йардәмлириниң қамал қилинишиниң исраилийә вә униң қоллиғучилириниң мәнпәәти үчүн хизмәт қиливатқанлиқини тәкитлиди.

1967-йилидин бурунқи чеграларни асас қилип, толуқ салаһийәтлик пәләстин дөлитини қурушни нишан қилған икки дөләтлик һәл қилиш чариси әмәлгә ашмай туруп, бу мәсилини һәл қилғили болмайдиғанлиқини байан қилған фидан, исраилийә икки дөләтлик һәл қилиш чарисигә әмәл қилмиғачқа, һәл қилғуч нәтиҗигә еришишниң мумкин болмиғанлиқини, шуңа бу қетим өзлириниң кепиллик механизми тәклипини оттуриға қойғанлиқлирини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر