әрдоған рамизанни тәбрикләп, учур һәмбәһрлиди
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған дунйадики нурғун мусулман дөләтләрдә бүгүн (11-март) башланған рамизан ейиниң ислам дунйаси вә түрк хәлқи үчүн хәйрилик ишларға вәсилә болушини тилиди.
2113416
түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған иҗтимаий таратқу адресида рамизанни тәбрикләп учур һәмбәһрлиди.
у учурида мундақ деди:
«башлиниши рәһмәт, оттури мәхпирәт, ахири дозах отидин қутулуш болған рамизан ейиниң, ислам дунйаси вә хәлқимиз үчүн хәйрилик ишларға вәсилә болушини тиләймән. рамизан ейимиз мубарәк болсун.»