фидан җиддәдә чақирилидиған ислам һәмкарлиқ тәшкилати йиғиниға иштирак қилиду

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи хақан фидан ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң сәуди әрәбистанниң җиддә шәһиридә өткүзүлидиған ташқи ишлар министирлири кеңиши пәвқуладдә йиғиниға қатнишиду.

2111186
фидан җиддәдә чақирилидиған ислам һәмкарлиқ тәшкилати йиғиниға иштирак қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип: «һөрмәтлик министиримиз ислам һәмкарлиқ тәшкилати ташқи ишлар министирлири кеңишиниң 2024-йили 5-март җиддәдә өткүзүлидиған <исраилийәниң пәләстин хәлқигә қаратқан һуҗумлири> темилиқ пәвқуладдә йиғиниға қатнишиду» дегәнләрни қәйт қилди.

хақан фидан йәнә 11-нойабир рийадта өткүзүлгән <әрәб әллири иттипақи-ислам һәмкарлиқ тәшкилати пәвқуладдә башлиқлар йиғини>да елинған қарарларниң иҗра қилиниш әһвалиға қарап чиқиш йиғини даирисидә айрим учришишларни өткүзиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر