әрдоған бәрдимуһәммәдов билән көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркмәнистан миллий рәһбири, хәлқ мәнпәәти оргини башлиқи гурбангули бәрдимуһәммәдов билән көрүшти.

2109809
әрдоған бәрдимуһәммәдов билән көрүшти
erdoğan radev.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған анталйа дипломатийә мунбиригә қатнашқан дөләт вә һөкүмәт башлиқлири билән көрүшүшни башлиди.

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, җумһур рәис әрдоған билән бәрдимуһәммәдов түркийә-түркмәнистан икки дөләт мунасивити, район вә дунйави мәсилиләр шундақла исраилийәниң бигунаһ пуқраларға қаратқан системилиқ һуҗумлири тоғрисида сөһбәтләшкән.

әрдоған түркмәнистан билән һәр икки дөләткә өзара нәп йәткүзидиған өзара қәдәмләрни ташлашни давамлатуруп,  икки дөләт оттурисидики сода соммисини 5 милйард долларлиқ сәвийәгә йәткүзүш үчүн тиришчанлиқ көрситиш керәкликини оттуриға қойған.

у сөһбәт җәрйанида, исраилийәниң йемәклик йардими елишни күтүп туруватқан пуқраларға қилған һуҗумини қобул қилғили болмайдиғанлиқини, түркийә билән түркмәнистанниң районға әвәтилгән инсанпәрвәрлик йардиминиң миқдарини ашуруш үчүн һәмкарлашса болидиғанлиқини билдүргән.

сөһбәт җәрйанида йәнә, «тәбиий газ саһәсидики һәмкарлиқни тәрәққий қилдуруш рамка келишими», «нефит вә тәбиий газ саһәсидә һәмкарлиқ орнитиш ирадиси хитабнамиси» вә «түркмәнистан авийатсийә ширкити билән түркийә авийатсийә оргини университети оттурисидики чүшиниш келишими» қатарлиқлар имзаланған.

сөһбәттин илгири, җумһур рәис әрдоғанға туғулған күни мунасивити билән түркмәнистан тәрипидин «түркмән хәлқиниң пәхрий ақсақили» унвани берилди вә тон совға қилинди. әрдоған гурбангули бәрдимуһәммәдовға рәһмәт ейтти.

җумһур рәис әрдоған мунбәр даирисидә йәнә булғарийә пирезиденти румен радев биләнму көрүшти.

җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, җумһур рәис әрдоған учришишта, түркийә билән булғарийәниң, болупму мудапиә санаити вә енергийә саһәсидики һәмкарлиқни күчәйтип, башқа саһәләрдики мунасивәтни тәрәққий қилдурушниң муһимлиқини оттуриға қойған.

у түркийәниң булғарийә билән таш йол арқилиқ суйуқландурулған тәбиий газ експорт қилиш, тәҗрибә алмаштуруш вә қайта һасил болидиған енергийә қатарлиқ саһәләрдә һәмкарлишишқа тәййар икәнликини билдүргән.

җумһур рәис әрдоған көрүшүштә, түркийәниң мәйли украина-русийә, мәйли исраилийә-пәләстин тоқунушниң районға кеңийип кетишиниң алдини елишни алдинқи орунға қойғанлиқини, мәсилини сөһбәт вә тинчлиқ йоли арқилиқ һәл қилиш үчүн зор тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини қәйт қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر