түркийә тинчлиқ сақлиғучи қисимлири косовуға йетип барди

косовуниң шималида йүз бәргән җиддийчиликтин кейин, шималий атлантик әһди тәшкилати — натониң тәлипигә асасән йолға чиққан түркийә әскәрлири косовуға йетип барди.

2109213
түркийә тинчлиқ сақлиғучи қисимлири косовуға йетип барди

түркийә авази радийоси хәвири: натониң косовудики тинчлиқ сақлиғучи қисимлири байанат елан қилип, түркийә әскәрлириниң илгири бу районға орунлаштурулған италийә әскәрлириниң вәзиписини тапшуруп алидиғанлиқини билдүрди.

байанатта: «түркийә һәрбий қисимлириниң әтритиниң орунлаштурулуши натониң косовуда турушлуқ тинчлиқ сақлиғучи қисимлириниң районда йашайдиған барлиқ милләтләрниң мәнпәәти, бихәтәрлики вә һәрикәт әркинликигә һәр вақит битәрәп һалда капаләтлик қилишни давамлаштуруш йолидики ирадисини әкс әттүриду» дйилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر