әрдоған иҗтимаий алақә һесабатида ислам дунйасиниң барат қандилини тәбриклиди
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған пүтүн хәлқниң вә ислам дунйасиниң барат қандилини тәбриклиди.
2106953
түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған иҗтимаий алақә һесабатида һәмбәһирлигән йазмисида: «миллитимизниң вә ислам дунйасиниң рамизан шәрипиниң хәвәрчиси болған мубарәк барат кечисини тәбрикләймән. рәббим бизләрни хатирҗәмлиқ ичидә йахши көргән кишилиримиз билән бирликтә рамизанға ериштурсун. болупму ғәззәдики қериндашлиримиз қатарлиқ қәлб җоғрапийәмизниң һәрқайси җайлиридики зулумға учраватқан қериндашлиримизниң аллаһ йардәмчиси болсун» деди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
австрийә ташқи ишлар министири александир шалленберг түркийәдә зийарәттә болиду
австрийә ташқи ишлар министири александир шалленберг бүгүн түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болиду.