хитай телевизийәлири түркийәниң миллий уруш айропилани <каан> ни хәвәр қилди

түркийәниң йәрлик вә миллий уруш айропилани ға чәтәл мәтбуатлири зор қизиқиш көрсәтмәктә.

2106985
хитай телевизийәлири түркийәниң миллий уруш айропилани <каан> ни хәвәр қилди

түркийә авази радийоси хәвири: болупму асийа дөләтлиридә <каан> ға алақидар хәвәрләр кишиләрниң диққитини тартти.

иҗтимаий таратқу абонтлири түркийәниң 5 - әвлад күрәшчи айропиланиға мәдһийәләрни йағдурмақта.

йапонийәниң <ANN> хәвәр қанилиниң <каан> ға алақидар хәвәрлири кишиләрниң диққитини қозғиғандин башқа йәнә йапонийә иҗтимаий таратқу абонтлириниң махташлириму һәмминиң диққитини тартти.

инкасларда: «түркийә мустәқиллиқ еңи билән әнгилийәгә охшаш дөләтләрдинму күчлүк һалға кәлди», «түркийәгә сәл қаримаңлар, улар қайтидин йүкшилишкә өтти», «түркийәниң техника иқтидари наһайити қалтискән» дегәндәк сөзләр ишлитилди.

хитай телевизорлириму <каан> ниң тунҗи учушини екранларда көрсәтти.

хитайниң шаңхәй телевизийә истансиси қилған хәвәрлиридә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң «түркийә 5 - әвлад уруш айропиланини ишләпчиқиришта йәнә бир һалқилиқ өткәлдин өтти. түркийә авиатсийә санаити ширкити тәтқиқ қилип йасап чиққан вә икки турбо мотор сәпләнгән һәмдә һава вә қуруқлуқ урушлирида өзгичә иқтидарға игә болған <каан> күрәшчи айропиланимиз түркийәниң һазирқи F-16 уруш айропиланиниң орнини алалайду» дегән сөзлирини ишләтти

түркийәниң йәрлик вә миллий уруш айропилани <каан> ниң F-16 айропиланлириниң орнини елииши вә чәт әлләргә експорт қилиниши пиланланмақта.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر