әрдоған булғарийә һоқуқ вә әркинлик һәрикитиниң қурултийиға телеграмма йоллиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған һоқуқ вә әркинлик һәрикитиниң түркийә-булғарийә һәмкарлиқиға төһпә қошқанлиқини билдүрди.

2106894
әрдоған булғарийә һоқуқ вә әркинлик һәрикитиниң қурултийиға телеграмма йоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған булғарийә һоқуқ вә әркинлик һәрикитиниң қурултийиға йоллиған син көрүнүшлүк телеграммсида, түркийәдә 31-мартта йәрлик сайлам өткүзүлидиғанлиқини әскәртип: «биз сайлам сәвәбидин наһайити алдираш болуватимиз. гәрчә мән җисманий җәһәттин араңларда болалмиған болсамму, қәлбимниң силәр билән биллә икәнликини силәрму билисиләр. рәббимниң аримиздики меһри-муһәббәт вә һәмкарлиқни мәңгүлүк қилишини тиләймән» деди.

булғарийәниң түркийәниң интайин қиммәтлик иттипақдиши вә ишәнчлик дости икәнликини тәкитлигән әрдоған: «биз көп тәрәплимилик хирисларға дуч келиватқан мушундақ бир пәйттә, түркийә-булғарийә мунасивитиниң илгирилишигә алаһидә әһмийәт бәрмәктимиз. булғарийә билән болған мунасивитимизни һәр саһәдә йахшилашқа тиришмақтимиз вә мушундақ қилишниң һәр икки дөләтниң ортақ мәнпәәтигә күч беғишлайдиғанлиқиға ишинимиз. әлвәттә, йуртдашлиримиз икки дөләт оттурисида орнитилған күчлүк инсаний көврүкләрни мустәһкәмләштә интайин муһим рол ойнайду» деди.

җумһур рәис әрдоған һоқуқ вә әркинлик һәрикитиниң булғарийә үчүн муһимлиқини тәкитлиди вә сөзини давамлаштуруп: «биз һоқуқ вә әркинлик һәрикитиниң булғарийә сийасити вә демократийәсиниң бир парчисиға айланғанлиқидин хушалмиз. бу һәрикәт түркийә-булғарийә һәмкарлиқиға төһпә қошуш билән бирликтә, йуртдашлиримизниң мәнпәәтини қоғдаштиму көрүнәрлик утуқларни қолға кәлтүрди. йеңидин сайлинидиған рәһбәрләрниң бу чүшәнчини чөридәп, сайлиғучиларниң үмидини муһим орунға қойуп, техиму сиғдурушчан һаләттә давамлиқ алға илгириләйдиғанлиқиға ишинимән. қурултай нәтиҗисидә вәкилләрниң ирадиси билән сайлинидиған тәң һоқуқлуқ башлиқлар, җүмлидин партийәниң һәр қайси қатламлирида вәзипә өтәйдиған хадимларға чин қәлбимдин утуқ тиләймән» дегәнләрни қәйт қилди.

булғарийә һоқуқ вә әркинлик һәрикитиниң өзини қурултайға тәклип қилғанлиқиға миннәтдарлиқ билдүргән җумһур рәис әрдоған: «мән булғарийәдә йашайдиған барлиқ йуртдашлиримизға, һоқуқ вә әркинлик һәрикитиниң барлиқ әзалириға вә булғарийәлик достлиримизға салам йоллаймән» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر