әрдоған: түркийәниң күрәшчи айропилани <каан>ни 2028-йили һава армийәмизгә тапшуримиз

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң өз күчигә тайинип ишләпчиқарған 5-әвлад күрәшчи айропилани нни 2028-йилиниң ахирида түркийә һава армийәсигә тапшуруп беришини пиланлаватқанлиқлирини ейтти.

2106205
әрдоған: түркийәниң күрәшчи айропилани <каан>ни 2028-йили һава армийәмизгә тапшуримиз

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис, қошумчә адаләт вә тәрәққийат партийәси рәиси әрдоған, партийәсиниң дәнизлидики чоң йиғилишида сөз қилди؛ у түркийәниң йеқинқи йиллардин буйан дөләт мудапиә санаитидә зор илгириләшләрни қолға кәлтүргәнликини тәкитләп: «биз йолуққан нурғун тосуқлар, ашкара-йошурун ембарголарға қаримай, бу саһәдә өзимизни тохтимай тәрәққий қилдуримиз» деди.

әрдоған өзлириниң террорлуққа қарши туруш күришидә ишлитидиған қоралларниң көп қисмини чәт әлләрдин сетивалидиған әһвалға хатимә бәргәнликлирини тилға елип: «биз һазир еһтийаҗлиқ болған барлиқ қоралларни өз күчимизгә тайинип ишләпчиқаралаймиз. була әмәс, биз уларни дост вә қериндаш дөләтләргиму експорт қилалаймиз» дегәнләрни қәйт қилди.

түркийәниң 5-әвлад күрәшчи айропилани <каан>ниң тунҗи учушини мувәппәқийәтлик тамамлиғанлиқини билдүргән әрдоған: «2028-йилиниң ахирида <каан>ниң һава армийимиз сепигә қошулушини пиланлидуқ» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر