түркийә йавропа парламент әзалири мәҗлисиниң әзәрбәйҗан тоғрисидики қарариға наразилиқ билдүрди

түркийә йавропа кеңиши парламент әзалири мәҗлисиниң әзәрбәйҗан дөләт һәйитиниң салаһийәт һөҗҗитини тәстиқлимаслиқ тоғрисидики қараридин әпсусланғанлиқини билдүрди.

2103464
түркийә йавропа парламент әзалири мәҗлисиниң әзәрбәйҗан тоғрисидики қарариға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, бу қарарниң демократик қиммәт қарашлар билән сиғишалмайдиғанлиқини вә вәкиллик қилиш һоқуқиға зит икәнликини оттуриға қойди.

һәмкарлиқ вә дийалог йоллирини тақап қойуштин дерәк беридиған бу қәдәмниң, районниң тинчлиқи вә муқимлиқиға капаләтлик қилиш урунушлириға пайдисиз икәнлики тәкитләнгән байанатта: «түркийә йавропа кеңиши парламент әзалири мәҗлисини бу хаталиқни тездин түзитип, җәнубий кавказдики тинчлиқ тиришчанлиқиға әһмийәт беришкә чақиримиз» дегән ибариләргә орун берилди.

1-айниң 22-күнидин 26-күнигичә фирансийәниң страсбург шәһиридә өткүзүлгән йавропа кеңиши парламент әзалири мәҗлиси йиғинида, әзәрбәйҗан вәкилләр өмикиниң салаһийәт һоқуқ һөҗҗитини тәстиқлаш рәт қилинғачқа, әзәрбәйҗан вәкиллири йавропа кеңиши парламент әзалири мәҗлисиниң сиртида қалғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر