сүрийәдә бир террорист тирик қолға чүшүрүлди

түркийә армийәси вә сүрийә миллий армийә қисимлириға һуҗум тәййарлиқида болуватқан бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к|й п г әзаси әһмәт алһаҗ өмәр, истихбарат идарисиниң йардими астида сүрийәдә тутулди.

2100033
сүрийәдә бир террорист тирик қолға чүшүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатида тизгинәклик бомба йасаш вә сүйиқәст қилишта тәрбийәләнгән террорист өмәрниң, 2022-2023-йиллири арисида мунбич вә әтрапида сүний усулда йасалған бомбиларни тошиғанлиқи ениқланди.

түркийә армийәси террорлуқтин тазилиған районларда, түркийә әскәрлири билән сүрийә миллий армийә қисимлириға һуҗум тәййарлиқини қиливатқан террористниң, истихбарат идарисиниң йардимини астида сүрийә вақитлиқ һөкүмитигә қарашлиқ сақчилар тәрипидин қолға елинди.

тәкшүрүшләрдә, нурғун тизгинәклик бомбилар қолға чүшүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر