ибраһим калин доһада һамас һәрикити башлиқи исмаил һәниййә билән көрүшти

миллий истихбарат тәшкилати башлиқи ибраһим калин қатарниң пайтәхти доһада һамас һәрикити сийасий бейроси башлиқи исмаил һәниййә вә униң һәмраһлиқидики һәйәт билән көрүшти.

2097137
ибраһим калин доһада һамас һәрикити башлиқи исмаил һәниййә билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: бихәтәрлик мәнбәлиридин игиләнгән учурларға асасланғанда, учришишита әсир алмаштуруш, ғәззәдики өзгиришләр, уруш тохтитишни ишқа ашуруш вә қоршавға хатимә беришниң йоллири музакирә қилинған.

учришишита йәнә пәләстин хәлқигә инсанпәрвәрлик йардәмләрни йәткүзүш үчүн немиләрни қилишқа болидиғанлиқи музакирә қилинған.

учришишта пайтәхти қуддус болған мустәқил пәләстин дөлити қурушниң районниң муқимлиқиниң асас икәнлики тәкитләнгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر