ғазиантәптә сақчи тик учар айропилани чүшүп кәтти

ғазиантәптә сақчи тик учар айропиланиниң чүшүп кетиши сәвәбидин 2 учқучи шеһит болди.

2097131
ғазиантәптә сақчи тик учар айропилани чүшүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министири әли йәрликайа иҗтимаий алақә һесабатидики йазмисида, сақчи идариси авиатсийә башқармисиниң қораллири қатаридин орун алған вә ғазиантәп айродромиға бериш үчүн хатай айродоромидин йолға чиққан тик учар айропиланниң ғазиантәп нурдағи наһийәси картал йезисида чүшүп кетиши нәтиҗисидә, 2 учқучиниң шеһит болғанлиқини байан қилди.

әли йәрликайа вәқәдә бир техник сақчиниңму йариланғанлиқини билдүрди.

әли йәрликайа қәһриман учқучиларға аллаһтин рәһмәт вә йариланған сақчиға балдуррақ шипалиқ теләп аилә-тавабиатлири вә сақчи тәшкилатиға тәзийә билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر