кирийакос мичотакис: «түркийә наһайити муһим мудапиә санаити екиспортиға игә»

гиретсийә баш министири кирийакос мичотакис: «түркийә наһайити муһим мудапиә санаити екиспортиға игә» деди.

2095553
кирийакос мичотакис: «түркийә наһайити муһим мудапиә санаити екиспортиға игә»

түркийә авази радийоси хәвири: гиретсийә баш министири кирийакос мичотакис гиретсийәдә тарқитиш беридиған «SKAI FM» радийо қанилиниң зийаритини қобул қилип, күнтәртиптики темилар тоғрисида муһим сөз қилди.

у гиретсийәниң америкадин «F-35» типлиқ айропилан сетивелиш тәлипигә вашингитонниң иҗабий қарайдиғанлиқини әскәртип, американиң еһтийаҗниң сиртидики мудапиә материйаллири (EDA) ипрограммиси даирисидә, бәзи һәрбий материйалларни гиретсийәгә һәқсиз берәләйдиғанлиқини тәкитлиди.

у мухбирниң «түркийә бир қисим қораллирини өзи ишләпчиқириватиду» дегән әскәртишигә қарита: «түркийәниң интайин муһим мудапиә санаити експорти бар, йәнә бир тәрәптә биз болсақ, техичә өтмүштики йетәрсизликләрни толуқлашқа тиришиватимиз» деди.

 у түркийә билән декабирда имзаланған «афена достлуқ мунасивәтлири вә йахши қошнидарчилиқ хитабнамиси» ниң икки тәрәплик мунасивәтләрни нормаллаштуруш басқучиға киргүзгәнликини, шундақла өзиниң майда пайтәхт әнқәрәни зийарәт қилишни пиланлиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر