әли йәрликайа «47-қәһриман»  һәрикити һәққидә байанат елан қилди

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң қишлиқ орунлишишиниң алдини елиш үчүн йәттә вилайәттә «47-қәһриман» һәрикити елип берилди.

2094518
әли йәрликайа «47-қәһриман»  һәрикити һәққидә байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министири әли йәрликайа иҗтимаий алақә адресида, мардин, битлис, ширнак, батман, сиирт, тунҗәли вә дийарбакирда елип берилған «47-қәһриман» һәрикитигә даир байанат елан қилди.

министир йәрликайа террорлуқ тәшкилати п к к ниң қишлиқ орунлишишиниң алдини елиш үчүн елип берилған һәрикәткә, 1174 хадим билән қораллиқ сақчи хадим, қораллиқ учқучисиз айропилан вә атак тик учариниң қатнашқанлиқини, һәрикәттә 28 панаһҗайниң битчит қилинғанлиқини, нурғун санда ракетамийот, узун нолуқ милтиқ, қол бомбиси һәмдә 159 килогирам партлатқуч материйалниң қолға чүшүрүлгәнликини билдүрди.

министир йәрликайа байанатида йәнә, террорлуққа қарши күрәштики қәтий ирадини тәкитләп: «террорлуқ тәшкилатиниң увилири бир-бирләп ениқланғандин кейин, битчит қилинмақта» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر