ирақниң шималидики нуқтилиқ һәрикәттә п к к ниң истихбаратчиси уҗуқтурулди

ирақниң шималида код исми рәдур баз вә әсли исми һасан сәбури болған  п к к әзаси террорчи уҗуқтурулди.

2088397
ирақниң шималидики нуқтилиқ һәрикәттә п к к ниң истихбаратчиси уҗуқтурулди

түркийә авази радийоси хәвири: миллий истихбарат тәшкилати (MİT) йеқиндин буйан ирақта қурған истихбарат тори арқилиқ сулайманийә вә униң әтрапида тизимликтики нурғун террорчиларни бир тәрәп қилди.

ирақ пенҗәвин йезиси әтрапида паалийәт қиливатқан вә п к к ға 2023-йили ирандин қатнашқан код исми рәдур баз вә әсли исми һасан сәбуриниң миллий истихбарат тәшкилати (MİT)  тәрипидин сулайманийәдә елип берилған нуқтилиқ зәрбә бериш һәрикитидә уҗуқтурулғанлиқи билдүрүлди.

террорчи һасан сәбуриниң түркийәгә қарши истихбарат топлаш, разведка қилиш, көзитиш паалийәтлиридә ишлитилиши пиланланғанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر