әрдоған: залимлар һаман бир күни илаһий адаләт билән учришиду

җумһур рәис, қошумчә адаләт вә тәрәққийат партийәси башлиқи рәҗәп таййип әрдоған, ғәззәдә қан төкүш, җан елиш, балиларни өлтүрүш арқилиқ алға басимиз, дәп ойлап қалғанларниң, һаман бир күни илаһий адаләт билән учришидиғанлиқини ейтти.

2085294
әрдоған: залимлар һаман бир күни илаһий адаләт билән учришиду

түркийә авази радийоси хәвири: партийәсиниң истанбулдики халич қурултай мәркизидә өткүзүлгән шәһәр башлиқлири намзатлирини елан қилиш йиғилишида сөз қилған җумһур рәис әрдоған, исраилийәниң ғәззәдики һуҗумлири тоғрисида тохтилип: «исраилийәниң зораванлиқиға учриған ғәззәлик қериндашлиримиз үчүн қәлбимиз пучулунуватқан бир пәйттимиз» деди вә исраилийәниң вәһшийләрчә һуҗумлирида шеһит болған 23 миң пәләстинликкә аллаһтин рәһим – шәпқәт тилиди.

әрдоған сөзини давамлаштуруп: «қан төкүш, җан елиш, балиларни өлтүрүш арқилиқ алға басимиз, дәп ойлап қалғанлар, һаман бир күни илаһий адаләт билән учришиду. бизму бу мусапидә залимларниң қануний җавабкарлиққа тартилиши үчүн, барлиқ тиришчанлиқларни көрситимиз. биз <бирлири халаватиду> дәп, бу зулумға учриғучилардин йүз өримәймиз, қәддимизни тик тутқан һалда пәләстинлик қериндашлиримизниң йенида туримиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر