хақан фидан пакистанда зийарәттә болиду

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири хақан фидан пакистанда дөләт ишлири зийаритидә болиду.

2141053
хақан фидан пакистанда зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, мундақ дейилди:  

«ташқи ишлар министиримиз хақан фидан 2024-йили 5-айниң 19-күнидин 20-күнигичә пакистан ислам җумһурийитидә рәсмий зийарәттә болиду. учришишларда, икки дөләт мунасивәтлиридин сирт йәнә, районлуқ вә хәлқаралиқ өзгиришләр һәққидә өзара пикир алмаштурулиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر