түркийә афғанистанға 24 тонна инсанпәрвәрлик йардими қилди

афғанистандики кәлкүн апитидә талапәткә учриғанлар үчүн түркийә әвәткән 24 тонна инсанпәрвәрлик йардәм буйумлири қачиланған айропилан мазар-шериф айродурумиға йетип барди.

2141023
түркийә афғанистанға 24 тонна инсанпәрвәрлик йардими қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә қизилай җәмийити билән җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизи тәрипидин тәййарланған инсанпәрвәрлик йардәм буйумлири қачиланған түркийә һава армийәсигә тәвә һәрбий йүк айропилани афғанистанниң шималидики мазар-шериф айродурумиға қонди.

инсанпәрвәрлик йардәм буйумлири 2 миң әдийал, 14 миң 300 килогирам йемәклик вә 7 тонна дора қатарлиқларни өз ичигә алиду.

түркийәдин әвәтилгән инсанпәрвәрлик йардәм буйумлири алдимиздики күнләрдә кәлкүн апитиниң тәсиригә әң көп учриған бағлан, таһар вә бәдәхшан вилайәтлиридики талапәткә учриған аилиләргә тарқитип берилиду.

11-5-май күнлири қара йамғур кәлтүрүп чиқарған кәлкүн апитидә бәдәхшан, таһар вә бағлан вилайәтлиридики 21 наһийә  еғир талапәткә учриған иди.

кәлкүн апити сәвәбидин 300 дин артуқ адәм һайатидин айрилғаниди.

афғанистанда қиш айлирида йағқан қарниң һаварайиниң иссишиға әгишип ериши, қара йамғур нәтиҗисидә йүз бәргән кәлкүн апити вә ул әслиһәләрниң йетәрлик болмаслиқи адәм өлүш вә йарилиниш әһвали һәм мал-мүлүкниң зийанға учришини кәлтүрүп чиқармақта. бу дөләттә һәр йили кәлкүн апитидә йүзләрчә адәм өлүп кәтмәктә.

афғанистанда пат-пат йүз бәргән тәбиий апәтләрдин кейин, түркийә қизилай җәмийити, түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә идариси вә җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизи қатарлиқ органлар һәмкарлишип талапәткә учриған аилиләргә инсанпәрвәрлик йардәм бериш хизмити ишлимәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر