түркийә әрәб әллири иттипақиниң қараридин хурсән

түркийә әрәб әллири иттипақиниң бәһрәйн хитабнамисигә киргүзүлгән пәләстингә мунасивәтлик қарарлиридин хурсән икәнликини билдүрди.

2141031
түркийә әрәб әллири иттипақиниң қараридин хурсән

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта,  33 – вә 34 – нөвәтлик әрәб әллири иттипақи башлиқлар йиғинида 16-май күни мақулланған «бәһрәйин хитабнамиси» гә  пәләстингә мунасивәтлик қарарларниң киргүзүлүшидин әнқәрәниң интайин хурсән икәнлики әскәртилип мундақ дейилди:

«бу қарарларниң исраилийәниң ғәззәдә давамлаштуруватқан қирғинчилиқиниң тохтиши вә пәләстин мәсилисигә үзүл - кесил һәл қилиш чариси тепишқа төһпә қошидиғанлиқиға ишинимиз. бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә хәлқара җәмийәтниң бу тәвсийәләрниң йолға қойулушиға конкрет төһпиләрни қошушини үмид қилимиз.»

әрәб әллири иттипақи башлиқлар йиғинидин кейин, бәһрәйин падишаһи һәмәд бин иса әлхәлифә әрәб әллири иттипақи баш катипи әһмәд әбу ғәйт билән бирликтә қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзгәниди.

әрәб әллири иттипақи баш катипи әһмәд әбу ғәйт ахбарат елан қилиш йиғинида,   «бәһрәйин хитабнамиси» дә, «ғәззә районида дәрһал уруш тохтитиш вә мустәқил пәләстин дөлити қурушқа капаләтлик қилиш мәқситидә оттура шәрқтә хәлқаралиқ тинчлиқ йиғини өткүзүшкә чақириқ қилинғанлиқи» ни тәкитигәниди.

рәһбәрләр башлиқлар йиғини хитабнамисидә, «исраилийәниң ғәззә районида давамлаштуруватқан вәһшийләрчә һуҗумлири, пәләстин пуқралириға қарита садир қиливатқан җинайәтлири вә хәлқара қанун вә хәлқара инсанпәрвәрлик қануниға мисли көрүлүп бақмиған дәриҗидә хилаплиқ қилиш қилмишлири» ни қаттиқ әйиблигәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر