миллий истихабарат идариси аталмиш каттибашлардин йәнә бирни уҗуқтурди

түркийә җумһурийити миллий истихбарат идариси (MIT) ирақниң шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к ниң зәһәрлик чекимлик әткәсчилик ишлириға мәсул террорчилириниң бири болған абдулмутәлип доғруҗини бир тәрәп қилди.

2083240
миллий истихабарат идариси аталмиш каттибашлардин йәнә бирни уҗуқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: бихәтәрлик мәнбәлириниң билдүрүшичә, миллий истихбарат идариси  п к к террорлуқ тәшкилатиниң аталмиш әмәлдарлиридин «җәсур вәдат» код исимлик әзаси абдулмутәлип доғруҗиниң тәшкилатниң түркийәдики зәһәрлик чекимлик содисини йүрүштүрүватқанлиқини ениқлап чиқти.

доруҗиниң п к к террорлуқ тәшкилати тәрипидин ирақниң сулайманийә тағлиқ районидики зәһәрлик чекимлик содисини тәшкилләш вә назарәт қилишқа тәйинләнгәнликини ениқлап чиққан миллий истихбарат идариси, уни сулайманийә тағлиқ районида уҗуқтурди.

мәзкур террорчиниң илгири истанбулда «зәһәрлик чекимлик ​​содиси қилиш вә булаң-талаң қилиш» җинайити билән әйиблинип сотланғанлиқи, 2017-йили ирақ тәрәпкә өтүп, тағлиқ районларда паалийәт елип беришқа башлиғанлиқи ашкариланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر