йилмаз мәҗлис омумий йиғинида сөз қилди

муавин җумһур рәис җәвдәт йилмаз қайси дөләт қанчилик йардәм қилишидин қәтийнәзәр, түркийәгә қаритилған барлиқ тәһдитләрни йоқиталайдиған ирадиси вә күчиниң барлиқини билдүрди.

2080740
йилмаз мәҗлис омумий йиғинида сөз қилди

түркийә авази радийоси хәвири: муавин җумһур рәис җәвдәт йилмаз һөкүмәткә вакалитән түркийә бүйүк миллий мәҗлисиниң омумий йиғинида 2024-йиллиқ хамчот тоғрисида сөз қилди.

у әң йеңи террорлуқ һуҗуми вә түркийәниң террорлуққа қарши күриши үстидә тохтилип, террорлуқниң демократийә, тәрәққийат вә инсанийәтниң дүшмини икәнликини тәкитләп, террорлуқ бар йәрдә, һәқ-һоқуқ вә әркинликләрдин, иҗтимаий параванлиқ, кишиләрниң хатирҗәмлики вә хушаллиқини тилға алғили болмайдиғанлиқини ейтти .

у п к к, даеш, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати вә башқа барлиқ террорлуқ тәшкилатлирини әйибләйдиғанлиқлирини билдүрди.

у түркийәниң сүрийә вә ирақтики мәвҗутлуқиниң террорлуқ тәшкилатини йоқитиш, иккинчи қетим тәһдит пәйда қилишиниң алдини елиш асасиға тайинидиғанлиқини, террорлуққа қарши күришиниң хәлқара қанун бойичә өзини қоғдаш даирисидә,  қошна дөләтләрниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкигә һөрмәт қилиш пиринсипида чиң турған асаста, пәқәт террорлуқ унсурлиринила нишан қилип елип берилидиғанлиқини қәйт қилди.

у түркийәниң һечкимниң земинида көзи йоқлуқини, әмма һечқандақ күчниңму башқа дөләтләрниң земини арқилиқ түркийәгә қарши һәрикәт елип беришиға йол қоймиғанлиқини вә йол қоймайдиғанлиқини тәкитлиди.

у террористлар үчүн һечқандақ җайниң бихәтәр әмәсликини, қәйәрдә бир террорчи болса, у йәрниң нишанға айлинидиғанлиқини әскәртип, террористларниң кимдин йардәм елишидин қәтийнәзәр, һәрбий һәрикәтләрниң күчәйгән һалда тохтимай давам қилидиғанлиқини, күрәшниң террорлуққа вә террористларғила қарши икәнликини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر