әрдоған кувәйтниң йеңи әмири шәйх мәшал билән көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған кувәйтниң йеңи әмири шәйх мәшал билән телефонда көрүшти.

2078582
әрдоған кувәйтниң йеңи әмири шәйх мәшал билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик учур - алақә идарисиниң байанатиға асасланғанда, әрдоған кувәйт әмири шәйх нәввафниң вапатидин қайғурғанлиқини әскәртип, йеңи әмир шәйх мәшалға тәзийә тиләклирини йәткүзгән.

сөһбәттә, түркийә - кувәйт мунасивәтлири, хәлқаралиқ вә район характерлик мәсилиләр музакирә қилинған.

җумһур рәис әрдоған шәйх мәшалниң йеңи вәзиписигә утуқлуқ тилигән.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر