фидан америкада зийарәттә болиду

түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан бүгүн (8-декабир) америка қошма иштатлирида дөләт ишлири зийаритидә болиду.

2074099
фидан америкада зийарәттә болиду

үркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири хақан фидан  ғәззәдики урушни тохтитиш вә узун муддәтлик тинчлиқ орнитишққа капаләтлик қилиш йолида тиришчанлиқ көрситиш үчүн, бүгүн америка қошма иштатлириниң пайтәхти вашингтонда дөләт ишлири зийаритидә болиду.

түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, ислам һәмкарлиқ тәшкилати билән әрәб әллири иттипақиниң 11 – нойабир күни чақирилған пәвқуладдә бирләшмә йиғинида, түркийә, пәләстин, сәуди әрәбистан, һиндонезийә, мисир, ийорданийә, қатар вә нигерийә қатарлиқ дөләтләрниң дипломатийә министирлиридин тәшкил тапқан алақилишиш гурупписиға, ғәззәдики урушни тохтитиш вә узун муддәтлик тинчлиқ орнитишқа капаләтлик қилиш йолида хәлқара җәмийәт билән түрлүк учришишларни елип берип, ортақ тиришчанлиқ көрситиш вәзиписи тапшурулған.

байанатта тәкитлинишичә, мәзкур алақилишиш гурупписи америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкен билән көрүшүп, униңдин исраилийәниң ғәззәгә қаратқан һуҗумлирини үзүл - кесил вә шәртсиз тохтитиши үчүн һәрикәткә өтүшини тәләп қилидикән.

алақилишиш гурупписи йәнә, тәтқиқат мәркизиниң вәкиллири вә ахбарат вастилири органлири биләнму көрүшкәндин кейин, 9-декабир (2023) канадаға йетип берип, канада ташқи ишлар министири мелани җоли билән бир йәргә җәм болидикән.

игилинишичә, һәм ислам һәмкарлиқ тәшкилати билән әрәб әллири иттипақиниң һәм бу дөләтләрниң бир гәвдә һалитидә һәрикәт қилиши пүткүл дунйаға күчлүк сигнал бәрмәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر