җәвдәт йилмаз түркмәнистанда зийарәттә болиду

муавин  җумһур рәис җәвдәт йилмаз «7-нөвәтлик түркийә-түркмәнистан һөкүмәтләр ара иқтисадий комитет йиғини» даирисидә түркмәнистанда дөләт ишлири зийаритидә болиду.

2072874
җәвдәт йилмаз түркмәнистанда зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: йилмаз әтә ишқа ашурулидиған зийарити даирисидә түркмәнистан пирезиденти сәрдар бәрдимуһәмәдов билән көрүшиду.

түркмәнистанниң мустәқиллиқ абидәсини зийарәт қилидиған йилмаз, түркмәнистан сода-санаәтчиләр бирләшмиси йәрмәнкиси мәркизидә өткүзүлидиған 10-нөвәтлик түркийә експорт мәһсулатлири йәрмәнкисини ачиду.

җәвдәт йилмаз түркмәнистан министирлар кеңишиниң муавин рәиси батир атдайев билән айрим көрүшкәндин кейин, атдайев билән бирликтә 7-нөвәтлик түркийә-түркмәнистан һөкүмәтләр ара һөкүмәт иқтисадий комитет йиғиниға рийасәтчилик қилиду һәмдә комитетниң келишим имзалаш мурасимиға қатнишиду.

йилмаз түркийә – түркмәнистан сода мунбири йиғининиң ечилиш мурасимида сөз қилиду, андин «арқадағ» әқлий иқтидарлиқ шәһири вә хәлқара ахталтәкә чәвәндазлиқ тәнтәрбийә мәйданини зийарәт қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر