әрдоған иран пирезиденти ибраһим рәиси билән көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған иран пирезиденти ибраһим рәиси билән телефонда көрүшти.

2069066
әрдоған иран пирезиденти ибраһим рәиси билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған иран пирезиденти ибраһим рәиси билән телефонда көрүшти.

телефон сөһбитидә, исраилийәниң 7 - өктәбир (2023) дин бери ғәззәдә давамлаштуруватқан қанунсиз һуҗумлири, пәләстинликләр үчүн инсанпәрвәрлик йардәм паалийити вә мәңгүлүк уруш тохтитиш үчүн ташлинидиған қәдәмләр музакирә қилинди.

әрдоған сөһбәттә, түркийә вә иран қатарлиқ ислам дунйасиниң пәләстин земинида исраилийә қиливатқан вәһшийликләргә ортақ позитсийә билдүрүшиниң муһимлиқини тәкитлиди.

әрдоған ғәззә районидики вақитлиқ уруш тохтитишни узун муддәтликкә айландуруш вә узун муддәтлик тинчлиқни бәрпа қилиш үчүн, түркийә билән иранниң һәмкарлиқ ичидә хизмәт қилишни давамлаштуридиғанлиқини билдүрди.

сөһбәттә, әрдоған билән рәиси түркийәдә өткүзүлидиған түркийә-иран йуқири дәриҗилик һәмкарлиқ кеңишиниң тәййарлиқ хизмәтлириниму музакирә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر