түркийә һамас - исраилийә келишими тоғрисида байанат елан қилди

түркийә һамас билән исраилийә оттурисида һасил қилинған вақитлиқ уруш тохтитиш келишимигә иҗабий қарайдиғанлиқини билдүрди.

2067607
түркийә һамас - исраилийә келишими тоғрисида байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, түркийәниң, тәрәпләрниң исраилийә армийәси алтә һәптидин көпрәк вақиттин буйан изчил һуҗум қилип келиватқан ғәззәдики тоқунушларни төт күн инсаний мәқсәттә тохтитиш келишимигә <төкүлүватқан қанниң мәлум дәриҗидә болсиму азийиши нуқтисидин иҗабий илгириләш дәп қарайдиғанлиқи>ни билдүрди.

байанатта, гөрүдә тутулуватқанлар билән мәһбусларниң бир қисминиң қойулуп берилиши вә ғәззәгә техиму көп инсанпәрвәрлик йардәм буйумлириниң киришигә рухсәт қилиш қатарлиқларни өз ичигә алған келишимгә толуқ реайә қилинишиниң күтүлүватқанлиқи тәкитләнди.

байанатта: «биз (тоқунушни) инсаний мәқсәт билән тохтитишниң, тоқунушларға кечикмәстин толуқ хатимә беришкә йардәмчи болушини вә икки дөләтлик һәл қилиш чариси асасида адил вә узақ муддәтлик тинчлиқ мусаписиниң башлинишини үмид қилимиз. қатарниң бу келишимниң имзалинишида ойниған ролиға йуқири баһа беримиз» дейилди.

исраилийә һөкүмити ғәззәдики һамас һәрикити билән әсир алмаштуруш вә төт күнлүк уруш тохтитиш тоғрисида келишкәнликини елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر