әрдоған абдулфәттаһ әл бурһан билән көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған судан мустәқиллиқ кеңишиниң рәиси абдулфәттаһ әл бурһан билән телефонда көрүшти.

2065952
әрдоған абдулфәттаһ әл бурһан билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик учур - алақә идарисиниң иҗтимаий таратқу һесабида елан қилинған байанатқа асасланғанда, сөһбәттә исраилийәниң һуҗумлири давамлишиватқан ғәззәниң әң йеңи вәзийити вә пәләстинликләргә инсанпәрвәрлик йардәм йәткүзүш тиришчанлиқлири музакирә қилинған.

җумһур рәис әрдоған сөһбәттә, ислам дунйасиға мунасивәтлик барлиқ мәсилиләрдә иттипақлиқни ишқа ашуруш керәкликини шундақла ислам һәмкарлиқ тәшкилати рийад башлиқлар йиғинида елинған қарарларни әмәлийләштүрүшниң моһимлиқини тәкитлигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر