түркийә-гиретсийә ишәнчни ашуруш тәдбирлири йиғини әнқәрәдә өткүзүлди

түркийә вә гиретсийә һәйәтлири оттурисидики өзара ишәнчни ашуруш тәдбирлири (GAÖ) йиғини әнқәрәдә өткүзүлди.

2064132
түркийә-гиретсийә ишәнчни ашуруш тәдбирлири йиғини әнқәрәдә өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә-гиретсийә һәйәтлири оттурисида ечилған өзара ишәнчни ашуруш тәдбирлири йиғинида, тәдбирләрниң 2024-йили бойичә қайта йолға қойулуши вә иҗра қилиниши тоғрисида келишим һасил қилинди.

түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң йазма байанатида, әнқәрәдә өткүзүлгән ишәнчни ашуруш тәдбирлири (GAÖ) йиғинида, һәр икки тәрәп һәйитиниң баш әлчиләр, йуқири дәриҗилик һәрбий хадимлар вә һөкүмәт әмәлдарлиридин тәркиб тапқанлиқи билдүрүлди.

байанатта, йиғиндин кейин, тәрәпләрниң илгири келишкән ишәнчни ашуруш тәдбирлирини 2024-йили бойичә қайтидин йолға қойуш вә иҗра қилиш келишими һасил қилғанлиқи билдүрүлди.

байанатта: «түркийә вә гиретсийә һәйәтлири оттурисида өзара ишәнчни ашуруш тәдбирлири йиғининиң биринчи нөвәтлики 2023-йили 13–нойабирда өткүзүлди. йиғин түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқиниң саһибханлиқида әнқәрәдә өткүзүлди. һәр икки дөләт вәкилләр өмики баш әлчиләр, йуқири дәриҗилик һәрбий хадимлар вә һөкүмәт әмәлдарлиридин тәркиб тапти. йиғинда, һәр икки тәрәп мәсул органларниң тәстиқи билән илгири мақулланған өзара ишәнчни ашуруш тәдбирлирини 2024-йили бойичә қайта йолға қойуш вә иҗра қилиш келишми һасил қилди.  йиғин иҗабий кәйпийатта өткүзүлди. һәр икки тәрәп йәнә, мақулланған өзара ишәнчни ашуруш тәдбирлириниң йолға қойулушини асанлаштуруш үчүн алақилишиш механизми тәсис қилишни қарар қилди. келәр қетимлиқ йиғинға, гиретсийә саһибханлиқ қилиду» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر