фидан: шималий қибрисниң етирап қилиниши үчүн изчил хизмәт ишләймиз

дипломатийә министири хақан фидан шималий қибрис түрк җумһурийити вә һәқ – һоқуқлириниң пүткүл дунйа әллири тәрипидин етирап қилиниши үчүн пүтүн күчлири билән хизмәт ишләйдиғанлиқлирини ейтти.

2062753
фидан: шималий қибрисниң етирап қилиниши үчүн изчил хизмәт ишләймиз

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири хақан фидан шималий қибрис түрк җумһурийити мәтбуатлириға байанат елан қилди.

фидан байанатида, шималий қибрис түрк җумһурийитиниң пүткүл дунйа әллири тәрипидин етирап қилинишини қолға кәлтүрүш йолида хизмәт ишлиниватқанлиқини, шималий қибрис түрк җумһурийитиниң мәвҗудийити вә үзлүксиз давамлишиши үчүн түркийә җумһурийити болуш сүпити билән, қоллиридин келишичә хизмәт ишләшни давамлаштуридиғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди:

«түркийә болуш сүпитимиз билән, шималий қибрис түрк җумһурийитидики түркләрниң һәқ – һоқуқлири, түрк дөлитиниң пүткүл дунйа әллири тәрипидин етирап қилинишини қолға кәлтүрүш үчүн пүтүн күчимиз билән хизмәт ишләшни давамлаштуримиз. дәрвәқә, қибрис түрклириниң шан – шәрәплик һалда йашиши, гүлләп йашниши вә параванлиқи үчүн һәр даим хизмәт ишләватимиз. бу  узун һәм җапалиқ йол, әмма биз бу йолда һерип – чарчашни унтуп, давамлиқ алға илгириләймиз, җумһур рәисимиз рәҗәп таййип әрдоған ейтқандәк, биз йолимизни қәтий давамлаштуримиз.»

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر