әрдоған билән бәрдимуһәммәдов әнқәрәдә мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркмәнистанниң түрк дөләтлири тәшкилатиға толуқ әзаси болушини халайдиғанлиқини оттуриға қойди.

2056659
әрдоған билән бәрдимуһәммәдов әнқәрәдә мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди
Berdimuhamedov-Erdogan1.jpg
Berdimuhamedov-Erdogan.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болуватқан түркмәнистан пирезиденти сәрдар бәрдимуһәммәдов билән түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимисидә айрим учришиш өткүзди.

икки дөләт вәкилләр өмәклириниң сөһбити ахирлашқанда, түркийә билән түркмәнистан оттурисида бир қатар келишимләр имзаланди؛ имза мурасимидин кейин, әрдоған билән бәрдимуһәммәдов қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

җумһур рәис әрдоған йиғиндики сөзидә, бу зийарәтниң бәрдимуһәммәдовниң пирезидент салаһийити билән түркийәгә қилған тунҗи зийарити болуши нуқтисидин наһайити муһим икәнликини тилға елип: «бизниң ортақ тарих, тил, дин вә мәдәнийәтни асас қилған мунасивитимиз, өзара һөрмәт қилиш, һәмкарлиқ вә ортақ мәнпәәтләрни чөридигән һалда күнсери күчийип тәрәққий қилмақта» деди.

у сөһбәт җәрйанида, икки дөләт мунасивәтлириниң һәр қайси тәрәплириниң кәң даиридә муһакимә қилинип, һәмкарлиқ пурсәтлириниң музакирә қилинғанлиқини, өзлириниң йәнә бәрдимуһәммәдов билән түркмәнистанниң даимий битәрплик салаһийитини чөридигән һалда, ғәззәни өз ичигә алған район дуч келиватқан нөвәттики мәсилиләр һәққидә пикир алмаштурғанлиқлирини билдүрди.

әрдоған өзлириниң түркмәнистан билән нурғун мәсилиләрдә охшаш көз қарашта икәнликини тилға елип: «дунйада, болупму районимизда нөвәттә йүз бериватқан ишлар түрк дөләтлири тәшкилати байриқи астида бирлишишимизниң муһимлиқини көрситип бәрди. биз түрк дөләтлири тәшкилатиниң көзәткүчи әзаси болған түркмәнистанни аилә кеңишимизниң толуқ әзаси болғанлиқини көрүшни халайдиғанлиқимизни йәнә бир қетим тәкитләп өтимән» деди.

түркмәнистанниң мустәқиллиқини етирап қилған тунҗи дөләт — түркийәниң, мустәқил болғандин буйан изчил һалда түркмән қериндашлирини қоллап кәлгәнликини вә буниңдин кейинму шундақ қилидиғанлиқини билдүргән әрдоған, түркийә билән түркмәнистан оттурисидики риштиниң имзаланған 13 түрлүк келишим арқилиқ техиму рошән гәвдиләнгәнликини оттуриға қойди.

түркмәнистан пирезиденти сәрдар бәрдимуһәммәдовму достлуқ, һөрмәт вә өзара баравәрлик пиринсипиға тайанған истратегийәлик әһмийәткә игә түркмәнистан-түркийә һәмкарлиқини тәрәққий қилдуруш вә күчәйтишкә тәййар икәнликиниң җәзмләштүрүлгәнликини қәйт қилди.

пирезидент бәрдимуһәммәдов әрдоған билән түркмән гази вә електир енергийәсини каспий деңизи арқилиқ түркийәгә йәткүзүш мәсилисини музакирә қилғанлиқини билдүрди вә икки тәрәп сода миқдарини ашурушниң әһмийитини тәкитләп өтти.

җумһур рәис әрдоған пирезидент бәрдимуһәммәдовниң шәрипигә кәчлик зийапәт бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر