әрдоған исраилийәни қирғинчилиққа берип йетидиған һәрикәтлирини дәрһал тохтитишқа чақирди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған исраилийә һөкүмитини пуқраларға қаритилған һуҗумниң даирисини қәтий кеңәйтмәслик вә ирқий қирғинчилиққа берип йетидиған һәрикәтлирини дәрһал тохтитишқа чақирди.

2053872
әрдоған исраилийәни қирғинчилиққа берип йетидиған һәрикәтлирини дәрһал тохтитишқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған иҗтимаий таратқудики адресида байанат берип, ғәззәгә қаритилған һуҗумниң даирисиниң техиму кеңийишиниң техиму көп азаб, өлүм вә көз йешидин башқа нәрсә елип кәлмәйдиғанлиқини тәкитлиди.

балилар, айаллар вә пуқраларни өлтүрүш؛ дохтурхана, мәктәп, мәсчит вә черкавларни бомбардиман қилиш арқилиқ бихәтәрликни капаләткә игә қилғили болмайдиғанлиқиниң ениқ икәнликини оттуриға қойған әрдоған: «зулум билән ават (бәхитлик) болғили болмайду» деди.

у, исраилийә һөкүмитиниң хаталиқини тонуп, дөләт әқли билән һәрикәт қилишниң орниға, район сиртидики күчләрниңму кушкуртиши билән тәшкилаттәкла һәрикәт қиливатқанлиқиға ишарәт қилип: «районимиз ғәрб дөләтлири риғбәтләндүрүватқан, ғәрб таратқулири йоллуқлаштуруш бәйгисигә чүшкән бу тәлвилик қайнимидин балдуррақ қутулуши керәк. мән барлиқ дөләтләр вә хәлқаралиқ тәшкилатларни ғәззәдә инсаний уруш тохтитишни қолға кәлтүрүш урунушлирини тездин қоллашқа тәклип қилимән» дегәнләрни қәйт қилди.

җумһур рәис әрдоған исраилийә һөкүмитигә қаратқан <пуқраларға қилиниватқан һуҗумларниң даирисини қәтий кеңәйтмәслик вә ирқий қирғинчилиққа берип йетидиған һәрикәтлирини дәрһал тохтитиш> тоғрисидики чақириқини қайта тәкитлиди вә сөзини давамлаштуруп: «биз мусулманлар, йәһудийлар, хиристийанлар вә бу тупрақларда йашайдиған һәммә кишиниң бихәтәрликигә капаләтлик қилидиған йеңи механизмларни орнитиш арқилиқ районимизниң мәңгүлүк муқимлиқиниң ишқа ашидиғанлиқиға ишинимиз. түркийә техиму көп бигунаһ қанларниң төкүлмәслики, техиму еғир инсанпәрвәрлик паҗиәлириниң йүз бәрмәслики вә пәләстиндики тоқунушлар қайтқили болмайдиған нуқтиға берип йетиштин бурун мәсилини һәл қилиш үчүн, мәсулийитини ада қилишни давамлаштуриду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر