җәвдәт йилмаз ғәззә хәлқиниң әң әқәллий һәқ - һоқуқлиридинму мәһрум қилинғанлиқини әйиблиди

муавин җумһур рәис җәвдәт йилмаз ғәззә хәлқиниң әң әқәллий һәқ - һоқуқлиридинму мәһрум қилинишиниң хәлқара қанун вә һәр түрлүк инсаний қиммәт қарашларға пүтүнләй зит икәнликини ейтти.

2050925
җәвдәт йилмаз ғәззә хәлқиниң әң әқәллий һәқ - һоқуқлиридинму мәһрум қилинғанлиқини әйиблиди

түркийә авази радйоси хәвири: муавин җумһур рәис җәвдәт йилмаз вандики йүзинчи йил университети оқутуш йили ечилиш мурасимиға қатнашти.

җәвдәт йилмаз исраилийә билән пәләстин оттурисидики тоқунуш үстидә тохтилип, исраилийәниң давамлишип келиватқан ишғалийити ғәззәдики турмуш шараитини күнсири еғир дәриҗидә начарлаштурувәтти. бу қетимқи һуҗумлар болса, ғәззәдики вәзийәтни техиму еғирлаштурди» деди.

җәвдәт йилмаз исраилийәниң ғәззәдики ембаргосиға сүкүт қиливатқан нурғунлиған хәлқаралиқ орган вә дөләтләрни ибрәт билән көзитиватқанлиқини тәкитләп, «ғәззәдики 2 милйон 500 миң кишини көчүшкә мәҗбурлаш кишилик һоқуқ нуқтисидин һәргизму қобул қилишқа болмайдиған қилмиш» деди.

җәвдәт йилмаз милйонлиған пуқраларниң ачарчилиқ хәвипигә дуч кәлгәнликини, районға инсанпәрвәрлик йардиминиң келишини тосуп қойушниң  сөз ахирилашқан нуқта икәнликини билдүрди. у йәнә тәрәпләрни оттураһал һәрикәт қилишқа вә алдирақсан қәдәмләрдин сақлинишқа чақириқ қилип, «биз 1967-йилида бәлгилән чегра даирисидә, шәрқий қуддус пайтәхти болған, мустәқил, игилик һоқуққа игә пәләстин дөлити қурулмиса, районда тинчлиқниң бәрпа болмайдиғанлиқиға ишинимиз» деди.

җәвдәт йилмаз ғәззә хәлқи еһтийаҗлиқ болидиған инсанпәрвәрлик йардәм бойумлирини әвәтишкә башлиғанлиқини чүшәндүрүп, «бәзи дөләтләрниң райондики җиддийликни техиму күчәйтидиған таҗавузчилиқ һәрикәтлирини қиливатқиниға қаримай, биз түркийә болуш сүпитимиз билән бизгә йаришидиған ишларни қилдуқ» деди.

һамасниң һәрбий қанити қасссам  биригадиси 7-өктәбирдә исраилийәгә «ақса туфани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум башлиғанлиқини елан қилған вә ғәззәдин исраилийәгә миңлиған ракетамийот атқандин башқа йәнә, қораллиқ гуруппилар райондики олтурақ районларға бесип киргән иди.

исраилийә қисимлириму уруш айропилани билән ғәззә райониға қарши «төмүр қилич» һәрикитини башлиғанлиқини елан қилған иди.

күнсери кәскинлишиватқан тоқунушта һәр икки тәрәптин миңлиған киши җенидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر