түркийә парламенти исраилийә билән пәләстинни тинчлиқ сөһбити өткүзүшкә чақирди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) пәләстин билән исраилийәни узун муддәтлик адаләт һәмдә тинчлиқ орнитиш үчүн дәрһал сөһбәт өткүзүшни башлашқа чақирди.

2050395
түркийә парламенти исраилийә билән пәләстинни тинчлиқ сөһбити өткүзүшкә чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә-һамас тоқунуши тоғрисидики бирләшмә байаннамә, түркийә бүйүк милләт мәҗлисидә гурупписи бар барлиқ сийасий партийәләр тәрипидин имзаланғандин кейин, елан қилинди.

байаннамәдә, ғәззә вә исраилийәдики тоқунушларда өлүп кетиватқан пуқралар саниниң көп болуши, аммиви муәссәсәләрниң һуҗум нишаниға айлиниши, пуқраларни әң әқәллий еһтийаҗлириниму қандуралмайдиған әһвалға чүшүрүп қойушиниң  толиму ечинишлиқ иш икәнлики тәкитләнди. шундақла киризисниң башқа районларғиму кеңийип кетиш хәвпиниң, районниң бихәтәрлики вә муқимлиқиға чоң тәһдит шәкилләндүрүватқанлиқи әскәртилип мундақ дейилди:

«йеқинқи өзгиришләр уда 56 йилдин буйан давамлишиватқан қанунсиз ишғалийәт вә бу ишалийәткә мунасивәтлик сийасәтләрниң нәтиҗиси һесаблиниду. йәрлири, турмуши, кәлгүсигә болған арзу – арманлири вә үмидлири тартивелинған пәләстин хәлқи бүгүнки күндә мисли көрүлүп бақмиған дәриҗидә қоршав астида қалмақта. 2 милйон киши йашаватқан вә 16 йиллиқ қамал арқилиқ аллиқачан үсти очуқ түрмигә айлинип қалған ғәззәгә бериливатқан йемәклик, енергийә вә инсанпәрвәрлик йардәмлириниң тохтап қелиши, пуқралар  олтурақ районлириниңму һуҗум нишаниға айлиниши хәлқара қанунниң очуқ - ашкара шундақла еғир дәриҗидә дәпсәндә қилинишидур.»

байаннамәдә, пәләстин земинлирида давамлишиватқан ишғалийәт һәрикәтлиригә дәрһал хатимә берип, адаләт һәмдә тинчлиқ орнитишниң шәрт икәнлики тәкитлинип мундақ дейилди:

«б д т хәвпсизлик кеңишини өз ичигә алған пүткүл хәлқаралиқ җәмийәтләр дәрһал мәсулийәтни өз үстигә елип, киризисни икки дөләтлик һәл қилиш чариси асасида, тоқунушуватқан тәрәпләрни адаләт һәмдә тинчлиқ орнитишқа йетәклиши керәк. шуни қайта тәкитләймизки, пәләстин-исраилийә мәсилисини адил һәл қилғандила, шундақла 1967-йилқи чегра линийәлиригә асасән, пайтәхти қуддус болған, мустәқил, игилик һоқуқлуқ вә җуғрапийәлик бир гәвдиликкә игә пәләстин дөлити қурулғандила андин оттура шәрқ районида узун муддәтлик адаләт һәмдә тинчлиқни орнатқили болиду.»

байаннамәдә йәнә, ғәззә вә исраилийәдә тоқунушуватқан тәрәпләрдин тоқунушларни техиму әвҗ алдуруветишни тохтитиши, в пуқраларни һуҗум нишани қилмаслиқи тәләп қилинип мундақ дейилди:

«ғәззәдики пүтмәс – түгимәс инсаний тирагедийәни техиму еғирлаштуруватқан коллектип җазалаш тәдбирлири арқилиқ биваситә пуқралар нишан қилиниватқан барлиқ һуҗумларни қаттиқ әйибләймиз, пәләстин билән исраилийәни техиму көп кечиктүрмәстин киризисни икки дөләтлик һәл қилиш  чарәси асасида узун мәзгиллик адаләт һәмдә тинчлиқ орнитиш үчүн сөһбәт өткүзүшни башлашқа чақиримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر