түркийә йавропа парламентини әйиблиди

түркийә йавропа парламентиниң қарабағ тоғрисидики қарарини қаттиқ әйиблиди.

2047192
түркийә йавропа парламентини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи йавропа парламенти мақуллиған «әзәрбәйҗанниң һуҗумидин кейинки тағлақ қарабағниң вәзийити вә әзәрбәйҗанниң әрменийәгә қарита давамлишиватқан тәһдитлири» темилиқ қарар һәққидә йазма байанат елан қилди.

министирлиқниң байанатида, мундақ дейилди: «қануний җәһәттин һечқандақ күчкә игә болмиған бу қарар мәсулийәтсизлик, бир тәрәплимә қарашниң мәһсулидур, шундақла наданлиқниң символидур.»

«узун йиллардин буйан түркийәгә қарши асассиз әйибләшләр вә дәвалар билән толуп ташқан қарарларни чиқириш билән һәләк болуватқан айримичи йавропа парламенти әзасиниң дөлитимизгә қарши сөзлиригә асасланған бу қарарни қаттиқ әйибләймиз.»

«йавропа сийаситидә авамчилиқ, ирқчилиқ, ислам дүшмәнлики, көп мәнбәлик мәдәнийәт һәм бир гәвдилишишкә қарши туруш хаһишлири барғансери әвҗ елип кетиватиду. йавропа бу сийасәт арқилиқ өзиниң тәңсуңсиз һәрикәт қиливатқанлиқини ашкарилап қойуватиду. вәзипә өтәш муддити йеқинда тошидиған йавропа парламентиниң йавропа иттипақиниң қиммәт қарашлириға асаслинидиған, иҗабий, кәң даирилик қарарларни чиқиралайдиған вә йирақни көрәрлик билән иш қилалайдиған бир қурулмиға игә болушиға тиләкдашмиз.»

«түркийә җәнубий кавказ районида узақ мәзгиллик тинчлиқ, муқимлиқ вә гүллиниш үчүн наһайити зор тиришчанлиқларни көрсәтмәктә. түркийә әрменийә билән нормаллаштуруш мусаписини кәң қанат йайдуруп, әрменийә билән әзәрбәйҗанниң тинчлиқ мусаписигә конкрет төһпиләрни қошмақта, һәмдә украина урушини өз ичигә алған тоқунуш вә инсаний кризисиниң барлиқ саһәлиридә хәлқара қанунға асасән тинчлиқ, қериндашлиқ вә ортақ мәнпәәт йәткүзүш пиринсипи бойичә һәрикәт қилмақта. дөлитимиз җумһур рәисимиз рәҗәп таййип әрдоғанниң рәһбәрликидә муһим вә һәммә тәрәпкә һәмнәпәс болалайдиған күчлүк бир актийорға айланмақта.»

«һечким ойлашмайдиған, әмма нәзәр даириси тар күчләрниң диққитини тартидиған бундақ мәсулийәтсиз текистләр йавропа парламентиниң қарариға айлинип, алдимизға қойулмақта. биз буни система характерлик аҗизлиқ дәп қараймиз. дәрвәқә, бу қарарниң бизгә нисбәтән қилчә әһмийитиму йоқтур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر