түркийә: қораллиқ һава аппаратиниң чүшүп кетиши һәрбий һәрикәткә тәсир көрсәтмиди

түркийә сүрийәдики һәрбий һәрикәт җәрйанида бир қораллиқ учқучисиз һава аппаратиниң чүшүп кетишиниң п к к / й п г террорлуқ тәшкилатиға қарши елип бериливатқан зәрбә бериш һәрикитигә тәсир көрсәтмигәнликини уқтурди.

2047373
түркийә: қораллиқ һава аппаратиниң чүшүп кетиши һәрбий һәрикәткә тәсир көрсәтмиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, 2023- йили 10- айниң 1- күни (пайтәхт әнқәрәдә) йүз бәргән террорлуқ һуҗумидин кейин, п к к / й п г террорлуқ тәшкилатиға қарши ирақ вә сүрийәдә кәң даирилик зәрбә бериш һәрикәтлириниң башланғанлиқини әскәртти.

бу арқа көрүнүштә, түнүгүн (5- өктәбир) бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиниң сүрийәниң шималидики тәл рифат, җизрә вә дәрик районлирини өз ичигә алған җайлиридики нурғун орунлириниң битчит қилип ташланғанлиқи тәкитләнди.

мәшғулат җәрйанида, бир учқучисиз айропиланниң үчинчи тәрәпләр билән тоқунушмаслиқ механизмидики охшимиған техникилиқ баһалашлар сәвәбидин бир қораллиқ учқучисиз һава аппаратиниң йоқитип қойулғанлиқи, алақидар тәрәпләр билән тоқунушмаслиқ механизминиң техиму үнүмлүк йолға қойулуши үчүн, зөрүр тәдбирләрниң елинғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта: «мәзкур вәқә давамлишиватқан һәрикәтниң иҗра қилиниши вә бекитилгән нишанларға зәрбә беришкә һәр қандақ шәкилдә тәсир көрсәтмиди. ирақта елип берилғанға охшаш, террорлуқ тәшкилати сүрийәдә тәрәққий қилдурған барлиқ иқтидар вә кирим мәнбәлири системилиқ һалда йоқитилиду» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر