миллий истихбарат идариси п к к ға әҗәллик зәрбә бәрди

түркийә миллий истихбарат идариси сүрийәдә елип барған зәрбә бериш һәрикити давамида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ға аит қорал – йарағ, оқ - дора искилатлири, террорлуқ һуҗуми вә бузғунчилиқ әтрәтлири җайлашқан биналарни вәйран қилди.

2047014
миллий истихбарат идариси п к к ға әҗәллик зәрбә бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт хәвпсизлик мәнбәлириниң билдүрүшичә, түркийә миллий истихбарат идариси бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң йәкшәнбә күни (2023-йили 1-өктәбир) пайтәхт әнқәрәдики ички ишлар министирлиқиға қилған һуҗуминиң сүрийәдә пиланланғанлиқи вә һәрикәткә қатнашқан террорчиларниң бу райондин түркийәгә өткәнлики ениқлап чиқилғандин кейин, террорлуқ тәшкилатиниң сүрийәдики муәссәсәлиригә шундақла каттибашлириға қарши зәрбә бериш һәрикити елип барған.

районда ахбарат паалийәтлиридин кейин қораллиқ учқучисиз һава аппаратлириниң васитиси арқилиқ елип берилған зәрбә бериш һәрикити нәтиҗисидә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ға аит қорал – йарағ, оқ - дора искилатлири, террорлуқ һуҗуми вә бузғунчилиқ әтрәтлири җайлашқан биналарни йәр билән йәксан қиливетилгән.

бу җәрйанда, түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә бу һәқтә елан қилинған байанатида, мундақ дейилгән:

«бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к вә башқа террорчиларни  йоқитип, ирақниң  шималидин түркийә хәлқигә, дөләт хәвпсизлик күчлиригә қаритилған террорлуқ һуҗумлирини  бир тәрәп қилиш, чегра бихәтәрликигә капаләтлик қилиш үчүн, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 51-маддисидики өзини қоғдаш һоқуқиға асасән, сүрийәниң  шималидики тәлрифәт, җизрә вә дәрик районлиридики террорлуқ нишанлириға қарши, 5 – өктәбир күни (2023) әнқәрә вақти саәт 23.00 тә һава һәрикәтлири елип берилди.»

«һава һәрикәтлири давамида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к террорчилири пайдилиниватқан нефит қудуқлири, нефит искилатлири, ичидә террорчиларниң каттибашлириму бар болған ғар, панаһ җай вә қорал - йарағ искилатлиридин тәшкил тапқан 30 нишан йәр билән йәксан қиливетилди, оқ – дорилар вәйран қилинди, нурғун террорчилар бир тәрәп қилинди.»

 «әзиз хәлқимизниң бағрида өсүп йетилгән қәһриман қисимлиримиз илгирикигә охшашла бүгүнки күндиму дөлитимизниң, хәлқимизниң мәвҗутлуқи вә бихәтәрлики үчүн қәтий ирадә билән кәскин күрәш қилмақта, буниңдин кейинму таки әң ахирқи террорчи йоқитилғанға қәдәр үзлүксиз күрәш қилиду. һава һәрикәтлири давамида түрлүк тәдбирләр йолға қойулуп, бигунаһ пуқралар, дост қораллиқ қисимлири, мәдәнийәт – сәнәт йадикарлиқлири вә муһитниң зийанға учришиниң алди елинди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر