ирақниң шималида террорчиларға әҗәллик зәрбә берилди

ирақниң шималидики мәтина, хақурқ, гара, қәндил вә асос районлиридики террорлуқ нишанлириға қарши елип берилған һава һәрикәтлиридә 22 нишан вәйран қилинди, нурғун террорчилар бир тәрәп қилинди.

2046450
ирақниң шималида террорчиларға әҗәллик зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә бу һәқтә елан қилинған байанатида, мундақ дейилди:

«бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к вә башқа террорчиларни  йоқитип, ирақниң  шималидин түркийә хәлқигә, дөләт хәвпсизлик күчлиригә қаритилған террорлуқ һуҗумлирини  бир тәрәп қилиш, чегра бихәтәрликигә капаләтлик қилиш үчүн, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 51-маддисидики өзини қоғдаш һоқуқиға асасән, ирақниң шималидики мәтина, хақурқ, гара, қәндил вә асос районлиридики террорлуқ нишанлириға әнқәрә вақти саәт 19.00 да һава һәрикәтлири елип берилди.»

«һава һәрикәтлири давамида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к террорчилири пайдилиниватқан, ичидә террорчиларниң каттибашлириму бар болған ғар, панаһ җай вә қорал - йарағ искилатлиридин тәшкил тапқан 22 нишан йәр билән йәксан қиливетилди, оқ – дорилар вәйран қилинди, нурғун террорчилар  бир тәрәп қилинди.»

 «әзиз хәлқимизниң бағрида өсүп йетилгән қәһриман қисимлиримиз илгирикигә охшашла бүгүнки күндиму дөлитимизниң, хәлқимизниң мәвҗутлуқи вә бихәтәрлики үчүн қәтий ирадә билән кәскин күрәш қилмақта, буниңдин кейинму таки әң ахирқи террорчи йоқитилғанға қәдәр үзлүксиз күрәш қилиду. һава һәрикәтлири давамида түрлүк тәдбирләр қоллинилип, мәсум пуқралар, достанә дөләт ирақниң қораллиқ қисимлири, мәдәнийәт – сәнәт йадикарлиқлири вә муһитниң зийанға учришиниң алди елинди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر