дөләт хәвпсизлик кеңиши әзәрбәйҗанниң земин пүтүнлүкини алаһидә тәкитлиди

дөләт хәвпсизлик кеңиши әрменийәни өз ичигә алған барлиқ тәрәпләргә, җәнубий кавказда узун муддәтлик тинчлиқни капаләткә игә қилиш йолиниң әзәрбәйҗанниң шәртсиз земин пүтүнлүкиниң толуқ әмәлгә ешиши билән ечилдиғанлиқини билдүрди.

2043978
дөләт хәвпсизлик кеңиши әзәрбәйҗанниң земин пүтүнлүкини алаһидә тәкитлиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң башчилиқида түнүгүн (2023-йили 28-сентәбир) пайтәхт әнқәрәдә җумһур рәислик мәһкимисидә өткүзүлгән дөләт хәвпсизлик кеңиши йиғинидин кейин, хитабнамә елан қилинди.

хитабнамәдә, п к к|к җ к-п й д|й п г (PKK/KCK-PYD/YPG) террорлуқ тәшкилатиға қанунлуқ қарши турушниң, бигунаһ кишиләрни өлтүргән, балиларға мәҗбурий һалда  қорал тутқузған, дөләтниң тәбиий байлиқлирини талан-тараҗ қилған бу қорчақ тәшкилатниң, тинчлиқ билән хатирҗәмликниң алдидики әң чоң тосалғу икәнликини сүрийә хәлқиниңму тәстиқлиғанлиқи әскәртилди. шуниң билән биргә, бу «қатиллиқ тори »ни давамлиқ қоллаватқан актийорларға, хәлқара қанун вә кишилик һоқуқтин келип чиққан мәҗбурийәтлири билән иттипақдашлиқ мәсулийәтлири әскә селинди.

түркийәниң тәхминән йерим әсиргә йеқин вақит ичидә муһим хирисларға дуч келиватқан дост вә қериндаш ирақ хәлқини давамлиқ әң зор дәриҗидә қоллайдиғанлиқи алаһидә әскәртилди. кәркүктә тинчлиқни қоғдаш вә бу дөләттики террорлуқ тәшкилатлирини үзүл-кесил йоқитишниң, районға қаритилған сийасәт пиринсиплири ичидә икәнлики тәкитләнди.

хитабнамәдә, б д т тинчлиқ сақлаш қисминиң шималий қибрис түрк җумһурийитиниң игилик һоқуқиға вә қибрис түрклириниң әң әқәллий инсанпәрвәрлик еһтийаҗлириниң қамдилишиға тутқан қош өлчәмлик позитсийәси һәмдә паалийәтлириниң битәрәплик пиринсипиға мас кәлмәйдиғанлиқи, буниң б д т ниң инавитигә зийан салғанлиқи тәкитләнди. түркийәниң хәлқаралиқ қанун вә шәртнамиләрдин келип чиққан һәқ-һоқуқлири даирисидә, қибрис түрклириниң бихәтәрлики вә тинчлиқиниң капалити болушни давамлаштуридиғанлиқи қәйт қилинди.

хитабнамәдә мундақ дейилди:

«җәнубий кавказда узун муддәтлик тинчлиқни капаләткә игә қилиш йолиниң әзәрбәйҗанниң шәртсиз земин пүтүнлүкиниң толуқ әмәлгә ешиши, районимиздики барлиқ дөләтләрниң параванлиқиға төһпә қошидиған мәҗбурийитини ада қилғандила ачқили болидиғанлиқи мәсилиси, әрменийәни өз ичигә алған барлиқ тәрәпләргә хатирилитилди. түркийәниң районда узун муддәтлик тинчлиқ вә муқимлиқини капаләткә игә қилиш тиришчанлиқлирини давамлаштуридиғанлиқи оттуриға қойулди.»

украинада давамлишиватқан урушқа мунасивәтлик әң йеңи өзгиришләр, қара деңиз ашлиқ келишимини җанландуруш қатарлиқ мәсилиләргә мунасивәтлик бесилидиған қәдәмләрниң музакирә қилинғанлиқиму билдүрүлгән хитабнамәдә, түркийәниң 10-сентәбир (2023) йүз бәргән кәлкүн апити сәвәблик қийин күнләрни баштин кәчүргән дост вә қериндаш дөләт ливийә хәлқигә қилинған йардәмләрниң давамлишидиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر