әрдоған мәмликәткә қайтиш сәпиридә мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған: «шималий қибрис түрк җумһурийитиниң етирап қилиниши, узун муддәтлик тинчлиқ вә хатирҗәмликни капаләткә игә қилишни халайдиған барлиқ дөләтләр үчүн әң тоғра таллаш» деди.

2042570
әрдоған мәмликәткә қайтиш сәпиридә мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған нәһчиван зийаритини ахирлаштуруп мәмликәткә қайтиш сәпиридә айропиланда мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

у 3-нойабир (2023) да түрк дөләтлири тәшкилати йиғининиң ечилидиғанлиқини, шималий қибрис түрк җумһурийитиниң бу йиғинға көзәткүчи әза салаһийитидә қатнишидиғанлиқини билдүрди.

у: «шималий қибрис түрк җумһурийитиниң етирап қилиниши, қибрис арилида узун муддәтлик тинчлиқ вә хатирҗәмликни капаләткә игә қилишни халайдиған барлиқ дөләтләр үчүн әң тоғра таллаш һесаблиниду. йиллар бойичә у йәрдики түрк мәвҗутлуқини нәзәрдин сақит қилишқа урунғанларниң синимиған йоли қалмиди. әмма, басқан һәр бир қәдими асассиз болғачқа, нәтиҗиси үмидсизлик билән ахирлашти. һечким биздин шималий қибрис түрк җумһурийитиниң һәқ-һоқуқлирини нәзәрдин сақит қилишимизни вә хилаплиқ қилишларға көзимизни йумушимизни күтмисун» деди.

у исираилийә баш министири нетанйаһуниң өктәбир йаки нойабирда түркийәни зийарәт қилидиғанлиқини билдүрүп: «мувапиқ вақитта, бу зийарәтниң әмәлгә ешиши үчүн елип бериливатқан учришишлар давамлишиватиду. униңдин кейин бизму исираилийәдә җаваб зийаритидә болимиз. исираилийә билән түркийәниң нурғун саһәләрдә һәмкарлиқи бар. йеңи һәмкарлиқ саһәлириниң барлиқиму бир әмәлийәт.  болупму, йавропа, украина-русийә уруши сәвәбидин оттуриға чиққан вәзийәтниң тәсиридә сиҗил енергийә мәнбәси үстидә издиниватиду. мәлум болғинидәк, исираилийә тәбиий газини йавропаға йәткүзүш үстидә издиниватиду. түркийә арқилиқ бу байлиқларни йавропаға йәткүзүш, әң мувапиқ йол. бу тоғрида сөһбәт өткүзүп, музакирәлиримизни башлидуқ. буниңға мунасивәтлик техникилиқ сөһбәтләрни өткүзүш тоғрисида йолйоруқ бәрдуқ. әң қисқа вақит ичидә түркийәдә йаки исираилийәдә өткүзүлидиған музакирәләрдә линйә, вақти вә бурғилаш районлириға мунасивәтлик тәпсилатларни айдиңлаштуримиз» деди.

у зәнгәзур вә лачин каридори тоғрисида тохтилип: «бу җайларни тинчлиқ каридориға айландуруп ечишни үмид қилимиз. техичә уруш һөкүм сүрүватқан  бир каридорни хийал қилиш әқилгә сиғмайду. әмди хоҗали билән қарабағ үчүнму әзәрбәйҗанниң игилик һоқуқи астида узун муддәтлик тинчлиқ вә хатирҗәмликни әмәлгә ашурушниң вақти йетип кәлди. әрменийәниң вәзиписи болса, хатирҗәмликни әмәлгә ашуруш үчүн тинчлиқни қоллаштур.»

у ахирида шиветсийәниң нртоға әза болуши үстидә тохталди вә мундақ деди:

 «улар вәдисигә әмәл қилса, бизниң парламентимизму вәдисигә әмәл қилиду, шуниңға қарита иш көриду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر