ирақниң шималида террорчиларға аит қорал – йарағ вә оқ - дора қолға чүшүрүлди

ирақниң шималидики «пәнҗә – қулуп» һәрбий һәрикити районида елип берилған ахтуруш – тәкшүрүш паалийәтлири давамида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға аит қорал - йарағ вә оқ-дорилар қолға чүшүрүлди.

2041229
ирақниң шималида террорчиларға аит қорал – йарағ вә оқ - дора қолға чүшүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «тәврәнмәс ирадә билән бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси террорчиларниң увилирини йәр билән йәксан қилиишни давамлаштуруватимиз. қәһриман қисимлиримиз ирақниң шималидики <пәнчә қулуп> һәрбий һәрикити районида елип барған ахтуруш – тәкшүрүш паалийәтлири давамида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к террорчилириға аит қорал - йарағ вә оқ – дориларни қолға чүшүрүп, парақлап ташлиди.»

байанатта қолға чүшүрүлгән қорал-йарағ вә оқ-дорилар тоғрисида мәлуматму берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر