министир фидан нйу йоркта дипломатик учришишлрини давамлаштурди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири хақан фидан америка қошма иштатлириниң нйу йорк шәһиридики түрк өйидә дипломатик учришишлирини давамлаштурди.

2040297
министир фидан нйу йоркта дипломатик учришишлрини давамлаштурди
hakan fidan-iit.jpg
ab komiseri ylva johansson-fidan.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: дипломатийә министири хақан фидан нйу йорк шәһиридики түрк өйидә йавропа иттипақи комитетиниң ички ишларға мәсул әзаси йилва җоһансон билән көрүшти.

түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бети X сәһиписидә, дипломатийә министири хақан фиданниң нйу йорктики дипломатик учришишлири һәққидә елан қилинған байанатида, мундақ дейилди: «министиримиз хақан фидан бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңиши йиғини даирисидә, нйу йорк шәһиридики түрк өйидә йавропа иттипақи комитетиниң ички ишлар комиссари йилва җоһансон билән көрүшти. учришишта түркийә пуқралирилириниң йавропа иттипақи әллиридә визисиз сайаһәт қилиш һоқуқи вә қанунсиз көчмәнликкә қарши күрәш мәсилилири музакирә қилинди.»

ташқи ишлар министирлиқиниң йәнә бир байанатида, хақан фиданниң ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң йавропадики мусулманлар алақә гурупписи йиғиниға қатнашқанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر