әрдоған ливийәгә тәзийә билдүрди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған ливийә пирезидентлиқ кеңиши рәиси муһәммәд әлмәнфи билән телефонлашти.

2036563
әрдоған ливийәгә тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған телефон сөһбити җәрйанида, ливийәдики кәлкүн апитидин қайғурғанлиқини ипадилиди вә әлмәнфидин һал сорап, тәзийә билдүрди.

әрдоған түркийәниң ливийәниң апәткә қарши туруш күришидә һәр даим дост вә қериндаш ливийә хәлқи билән бир сәптә туруп, йардәм қилишни давамлаштуридиғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر