америка түркийәгә рәхмәт ейтти

америка ташқи ишлар министирлиқи җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вә шималий атлантик әһди тәшкилатидики иттипақдиши түркийәниң «қара деңиз ашлиқ тәшәббуси» ни әслигә кәлтүрүш үчүн көрсәткән тиришчанлиқиға рәхмәт ейтти.

2033569
америка түркийәгә рәхмәт ейтти

түркийә авази радйоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи муавин байанатчиси ведант пател мухбирларни күтүвелиш йиғинида, русийәниң қара деңиз ашлиқ тәшәббусиға хатимә бериш қарариниң дунйа миқйасидики йемәклик бихәтәрликигә қарши күрәш қиливатқан җәмийәтләргә зийан йәткүзгәнликини тилға алди.

ведант пател җумһур рәис әрдоғанниң русийәниң сочи шәһиридики зийаритидә, русийәни келишимгә қайтуруп келиш үчүн тиришчанлиқ көрсәтткәнликини тәкитләп, «биз җумһур рәис әрдоған вә шималий атлантик әһди тәшкилатидики иттипақдишимиз түркийәниң қара деңиз ашлиқ тәшәббусини әслигә кәлтүрүштә муһим рол ойниғанлиқиға рәхмәт ейтимиз» деди.

ведант пател американиң туна дәрйаси линийәсини қара деңиз ашлиқ тәшәббусиға қарита иккинчи бир таллаш қатарида көридиған йаки көрмәйдиғанлиқиға даир мәсилә үстидә тохтилип, американиң алдинқи қатардики моһим ишиниң русийәниң қара деңиз тәшәббусиға қайтип келиши икәнликини ейтти.

ведант пател: «әлвәттә йемәклик мәһсулатлириниң беришқа тегишлик җайларға йетип бериши үчүн башқа таллашларниң барлиқиниму музакирилшиватимиз» деди.

пател бу һәқтә һазирчә һечқандақ байанати йоқлуқини тилға елип, «биз қара деңиз ашлиқ тәшәббусиниң қайта башлинишини халаймиз, униң карға кәлгәнликини көрдуқ» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر