ванда икки террорчи  бир тәрәп қилинди

ван вилайитиниң өзалп наһийәси йезилирида елип берилған зәрбә бериш һәрикити давамида, икки террорчи  бир тәрәп қилинди.

2031768
ванда икки террорчи  бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ички ишлар министири әли йәрлиқайаниң аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатиға қариғанда, ван вилайитиниң өзалп наһийәси йезилирида сақчи идариси истихбарат башқармисиниң ахбарат хизмити ишлиши нәтиҗисидә, ван вилайәтлик қораллиқ сақчи қисим бихәтәрлик корпуси қоманданлиқ иштаби, ван вилайәтлик сақчи идарисиниң рәһбәрликидә «шеһит лейтенант һарун парлақ зәрбә бериш һәрикити» елип берилған.

қораллиқ сақчи қисим қораллиқ учқучисиз һава аппаратлири, қораллиқ сақчи қисим алаһидә әтрәтлири вә сақчи алаһидә әтрәтлири иштирак қилған зәрбә бериш һәрикити давамида, икки террорчи  бир тәрәп қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر